Үч бәлгүлүк санларни еғизчә,

0
Мавзуси: Үч бәлгүлүк санларни еғизчә қошуш вә елиш / Адәм һаятиға климатниң тәсири Мәктәп:
Күни: Муәллимниң исми:
3 — синип: Қатнашқанлар сани: Қатнашмиғанлар сани:
Оқуш мәхсәтлири:
3. 1. 2. 5. Үч бәлгүлүк санларни/миңлиқларни санниң онлуқ тәркиви асасида еғизчә қошуш вә елишни орунлаш.
3. 2. 1. 1. Бир/икки һәрипи бар һәриплик ипадиләрни аҗритиш, қураштуруш, йезиш вә оқуш.
3. 2. 1. 2. Һәрипләрниң берилгән мәналирида икки һәрипи бар һәриплик ипадиниң мәнасини тепиш.

Дәрисниң мәхсәтлири Барлиқ оқуғучилар:
Үч бәлгүлүк санларни/миңлиқларни санниң онлуқ тәркиви асасида еғизчә қошуш вә елишни еғизчә орунлайду.
Бәзи бир оқуғучилар:
Һәрипләрниң берилгән мәналирида икки һәрипи бар һәриплик ипадиниң мәнасини тепишни билиду.
Бирқатар оқуғучилар:
Үч бәлгүлүк санларни/миңлиқларни санниң онлуқ тәркиви асасида еғизчә қошуш вә елишни орунлашни чүшәндүрүшни билиду.
Тиллиқ мәхсәтләр Адәтләрни мукәммәлләштүрүш: 1000 даирисидики санларни оқушни билиду.
Пәнлик лексика вә терминология:
Разряд, онлуқлар, йүзлүкләр, бирликләр, миңлиқлар. Үч бәлгүлүк санларниң онлуқ тәркиви.
Үч бәлгүлүк санларниң қошуш вә елиш әмәллирини орунлаш усуллири.
Дәристә диалог/йезиш үчүн пайдилинилидиған тил.
Тәһлил қилиш:
Санни разрядлиқ қошулғучларниң қошундиси түридә йезиш дегинимиз немә?
Разряд бойичә қошуш (елиш) дегинимиз немә? Үч бәлгүлүк санларни қандақ қошушқа болиду?
Йезиш:
Санлиқ вә һәриплик ипадиләрни йезиш.
Асасий билим,
маһарәт, адәтләр Санларниң разрядлиқ тәркиви.
План
Планланған вақит Планланған иш — һәрикәт Базиси

0 — 3 Интилдуруш.
Һава райини билиш немә үчүн һаҗәт?
Һәқиқий һава райи тоғрилиқ мәлуматни билгән көплигән қийинчилиқлардин сақлиши мүмкин (әң аз дегәндә – бу аяқ кийимниң су болуп қелиши, шундақла йеза чарвичилиғидики нурғун чиқимлардин сақлайду вә ш. о.). Шу сәвәптин һава райи тоғрилиқ мәлумат һәқ вә ишәшлик болуши наһайити муһим.
Метеорологларниң һәқиқий әһбарати – һава транспорт хизмитиниң муваппәқийәтлигиниң асаси.
Һосулниң сапалиқ болуши метеорологларниң һәқиқий көрсәткүчлиригә тоғра мунасивәтлик.
Климатлиқ әһвали ховуплиқ вә тәбиий апәтләр болуши мүмкин облусларда (вилайәтләрдә) һава райини билиш наһайити муһим.

4 — 6 Пааллаштуруш.
Җүп билән орунлинидиған әмәлий ишлар. Муәллим санашқа һаҗәтлик материални алдин — ала балиларға өйдин әкелишни ядиға салиду яки болмиса пүтүн синипқа өзи тәйярлайду (һәр түрлүк мөлчәрдики вә Дәрислик. Тарқитилидиған санаш материаллири.

түрлүк рәңлик геометриялик фигурилар, тәбиий материалға – почақ, түрлүк яңақлар, қақпақлар, түгмиләр вә ш. о. ятиду).
Балилар дәрисликтин 1 — тапшурмини орунлайду. Мәсилән, 324 санини мундақ қоюшқа болиду:

7 — 11 Мәхсәт қоюш (мәсилилик пәйтләр)
Оқуғучилар топ билән ишни давамлаштуруп, дәрисликтики 1 — тапшурмини орунлашни давамлаштуриду, санлар шолисидин жиғиндилар йешилишини атап, көрситиду, мошу жиғиндиниң 5 санини атайду.
Муәллим оқуғучилардин бүгүн қандақ санлар билән ишләйдиғанлиғини сорайду (үч бәлгүлүк). Дәрислик, дәптәр, санлар шолиси.
Йеңини ечиш. Дәрислик,
Муәллим 2 — тапшурмини орунлашни усуниду. дәптәр.
Оқуғучилар һесаплашлирини чүшәндүриду. Муәллим балиларниң һесаплаш алгоритмлирини еғизчә
12 — 29 ейтқузиду.
Чүшәндүрүш арқилиқ дәсләп бәкитиш.
Муәллим дәрисликтики 3(а) — тапшурмини орунлашни усуниду. 3 (б) – тапшурмисини өйдә орунлайду.
Оқуғучилар һесаплиғанлирини новәт билән ейтип чүшәндүриду.
Дәрисликтики 4 — тапшурмини орунлашта оқуғучилар һесаплашни орунлашта толуқ онлуққичә
толуқтурушни қолланғанниң қолайлиқ екәнлигини байқашлири һаҗәт.
Дәрисликтики 7 — тапшурмини орунлашни усуниду.
Оқуғучилар җәдвәлдики мәлуматларға қарап берилгән соалларға җавап бериду.
Оқуғучилар дәрисликтики 5 — тапшурмини орунлайду.
Һесапни чиқириду. Берилгәнгә әкси һесап қураштуриду вә өзиниң хуласилириниң дуруслуғини
испатлайду.
Оқуғучилар «Һава райини немә үчүн билиш һаҗәт» мавзусини таллайду.
Өз алдиға иш Дәрислик,
30 — 36 Муәллим дәптәрдики тапшурмини орунлашни дәптәр. усуниду. Баһалаш критерийлирини қарайду.
Мән:
— үч бәлгүлүк санларниң онлуқ тәркивини йезишни
билимән;
— 1000 даирисидики санларни онлуқ қурам асасида

қоюшни билимән;
— 1000 даирисидики санларни онлуқ қурам асасида елишни билимән.
Өткәнләрни қайтилаш.
Дәрисликтики 6 — тапшурма тәкшүрүшкә берилгән тапшурма.
Муәллим балиларниң диққитини һәр бир тик қурдики ипадиләрниң қандақ мунасивити бар екәнлигигә ағдуриду.
Мәсилән, биринчи тик қурда скобка ичидики қошунда 10 — ға ашиду.
— Әгәр биринчи ипадигә қариғанда сандин 10 — ға ошуқ санни алса, учағда ипадиниң мәнаси (айрима) қандақ өзгириду?
— Айримиму 10 — ға ашиду.
Иккинчи тик қурда скобка ичидики қошунда 20 — гә кемийиду.
— Әгәр биринчи ипадигә қариғанда сандин 20 — гә кам азайтса, у чағда ипадиниң мәнаси (айрима) қандақ өзгириду?
— Айримиму 20 — гә ашиду.
Үчинчи тик қурда скобка ичидики қошунда 30 — ға кемийиду
— Әгәр биринчи ипадигә қариғанда сандин 30 — ға кам азайтса, у чағда ипадиниң мәнаси (айрима) қандақ өзгириду?
— Айрима 30 — ға кемийиду.
37 — 40 Рефлексия.
• Дәристә қандақ тапшурмилар әң қизиқлиқ болди?
• Бүгүнки дәристә алған билим қандақ вақитта һаҗәт болуши мүмкин?
• Өз ишиңизни баһалаң.
• Барлиғи өзиңиз халиғандәк орунландиму?
• Немишкә?
• Йәнә немини үгәнгиңиз келиду?
Дәрисликтики өй тапшурмиси үчүн берилгән 3 (б)- тапшурма йеңи мавзуни пишшиқдаш үчүн зөрүр болуп һесаплиниду.
Тапшурмиларниң башқа бөлүги балиларниң дәристики тапшурмиларни орунлаш дәриҗилирини нәзәрдә тутуп таллинип берилиду.

Дереккөз: http://bilimsite.kz/