өзбекше, көпәйтиш билән бөлүшкә
Күни: Муәллимниң исми:
3 — синип: Қатнашқанлар сани: Қатнашмиғанлар сани:
Оқуш мәхсәтлири 3. 2. 2. 2. көпәйтиш билән бөлүшкә берилгән х: 8=9; 51: х=17; 23∙х=46 түридики аддий тәңлимиләрни; тәркиви мурәккәп х∙ (25: 5)=60; (24∙3): х=6; х: (17∙2)=2; k+124: 4=465 түридики тәңлимиләрни йешиш.
Дәрисниң мәхсәтлири Барлиқ оқуғучилар:
— көпәйтиш билән бөлүшкә берилгән х: 8=9; 51: х=17; 23∙х=46 түридики аддий тәңлимиләрни; тәркиви мурәккәп х∙ (25: 5)=60;
(24∙3): х=6; х: (17∙2)=2; k+124: 4=465 түридики тәңлимиләрни чиқириду.
Бирқатар оқуғучилар:
— тәркиви мурәккәп тәңлимиләрни йешишни, сол тәрәп бөлүгини аддий түргә кәлтүрүшни чүшәндүрүш, бәлгүсиз компонентларни аташ, бәлгүсиз компонентларни тепиш
қаидилирини билиду.
Бәзи бир оқуғучилар:
— оң тәрипиму вә сол тәрипиму мурәккәп тәңлимиләрни
чиқириду.
Тиллиқ мәхсәтләр Оқуғучилар:
Тәркиви мурәккәп тәңлимиләр йешишни чүшәндүрүш, сол тәрәп бөлүгини аддий түргә кәлтүрүш, бәлгүсиз компонентни аташ, бәлгүсиз компонентни тепиш қаидисини билиду.
Пәнлик лексика вә терминология:
— көпәйтиш билән бөлүшкә берилгән аддий тәңлимиләр, тәркиви мурәккәп тәңлимиләр.
Дәристә диалог/йезиш үчүн пайдилинилидиған тил.
Тәһлил қилиш:
– Әгәр тәңлимә мурәккәпләнгән болса, немә қилиш керәк?
–«Ипадини йениклитиш» дегәнни қандақ чүшинисиләр?
– Тәркиви мурәккәп тәңлимини қандақ тәкшүрәшкә болиду?
– Тәркиви мурәккәп тәңлимиләрни йешиш алгоритмини усунуңлар.
Йезиш:
Тәңлимини йешишни вә уни тәкшүрәшни йезиш.
Асасий билим, маһарәт, адәтләр Көпәйтиш билән бөлүшкә берилгән аддий тәңлимиләр.
План
Планланған вақит Планланған иш — һәрикәт Базиси
0 — 3 мин Интилдуруш.
Әдәбийәт, китапхана тоғрилиқ сөһбәтләш. Әдәбийәт (лат. lit(t) eratura, – йезилған, lit(t) era – һәрип дегәндин чиққан). 1. Илмий, Бәдиий,
философиялиқ вә й. б. әсәрләр инсанийәтниң яки бир хәлиқниң көзқариши. 2. Әсәрләр – бәдиий сөз арқилиқ йезилидиған һүнәр түри. 3. Билим саһалириниң, қандақту бир илимниң, мутәхиссисликниң жиғиндисини ясайдиған әсәрләр. Көпинчә әдәбийәт дегәндә дәсләп бәдиий әдәбийәтни, йәни әдәбийәтни һүнәрниң бир түри ретидә чүшиниду.
Униңдин кейин муәллим китапханидин мошундақ чоң әдәбий мирасни тепишқа болидиғанлиғини ейтиду. Китапхананиң сүрити, балилар һазир әдәбийәт дәрисидә өтүватқан китаплири.
Пааллаштуруш. Термин йезилған
4 — 6 мин №1 тапшурма. Җаваплирини өсүш рети билән орунлаштуруңлар, шу чағда балиларниң қайсиси китапханиға беришни яқтуридиғанлиғини билисиләр.
Алдиңқи дәрискә охшаш «Ошуқ сөзни тап» дегән тапшурма усинилиду. карточкилар.
ҚОШУШ АЙРИМА КӨПӘЙТИШ
АЛҒУЧИ БӨЛҮШ БӨЛҮМИ
АЙРИМА АЛҒУЧИ БӨЛГҮЧ
ҚОШУЛҒУЧ БӨЛҮНГҮЧ ҚОШУНДА
БӨЛГҮЧ БӨЛҮНГҮЧ ҚОШУНДА
КӨПӘЙТКҮЧ СҮРИТИ БӨЛҮНДИНИҢ МӘНАСИ
7 — 11 мин Мәхсәт қоюш (мәсилилик пәйтләр)
Мәсилилик һаләтни туғдуруш үчүн мону сөзләрниң мәнасини қайтилаш керәк: «тәңлимә» вә «ипадә». Берилгән математикилиқ чүшәнчиләр билән ишни мундақ жүргүзүшкә болиду: муәллим тахтини оттурисидин бөлидудә балилар билән дәсләп тәңлимә қурушқа тапшурмилар орунлайду, шуниңдин кейин иккинчи йеримиға – муәллимниң тапшурмиси билән ипадиләр йезилиду.
Тәңлимә язидиған тапшурма:
Тәңлимә қураштуруп, уни йешип, Асқарниң қандақ сан йошурғинини ениқлаңлар.
а) «Мән бир сан ойлидим, уни 20 һәссә ашурдум. 220 чиқти. Мән қандақ сан ойлидим?»
ә) «Мән бир сан ойлидим, уни 20 һәссә ашурдум, униңға 100 — ни қоштум, 220 чиқти. Мән қандақ сан ойлидим?»
Ипадиләр йезишқа тапшурма:
Ипадиләрни йезип, уларниң мәнасини тепиңлар: а) 11 санини 20 һәссә ашуруңлар.
ә) 11 вә 20 санлириниң көпәйтиндисини 100 — гә ашуруңлар.
Бу тапшурмиларни язғандин кейин муәллим язмиларниң оң тәрипи билән сол тәрипидикиниң намини сорайду. Уларниң охшашлиғи билән айримичилиғини ейтиду. Мошундақ балилар
«ипадә» билән «тәңлимә» терминлириға ениқлима бериду.
Сөһбәтни соал билән давамлаштурушқа болиду:
– Қандақ йезилишни тәңлимә дәп аташқа болиду?
– Тәңлимә дегән немә?
– Тәңлимини йешиш дегән немә?
– Тәңлиминиң томури дегән немә?
Балилар қошуш вә елиш әмәллиригә берилгән мошундақ тәркиви мурәккәп тәңлимиләрни
чиқарғанлиқтин, көпәйтиш билән бөлүшкә тәркиви мурәккәп тәңлимиләрни йешиш һеч қандақ проблема пәйда болдурмайду. Оқуғучилар мундақ тәңлимиләрниң тәркивиниң охшашлиғини байқап, тәңлимиләрни йешиш алгоритмини бирдин ядиға
чүшидиғандәк қилип қуруш керәк.
12 — 29 мин Йеңини ечиш.
Йеңи материални өзләштүрүшни дәрислик материалидин яки тахтиға мошуниңға охшаш тапшурмиларни йезиш арқилиқ жүргүзүшкә болиду (№2 тапшурма).
Муәллим «тәңлимини аддий түргә кәлтүрүш» дегән термин киргүзиду.
Чүшәндүрүш арқилиқ дәсләп бәкитиш.
№2 тапшурмида селиштурушқа икки алгоритм берилгән.
Өз алдиға иш
Тәңлимиләрни йешиңлар. Тәкшүрүңлар х∙ (250: 50)=75 y+160: 4 = 452
Мән:
тәркиви мурәккәп тәңлимиләрни ихчамлашни;
тәңлиминиң томурини тепишни;
җәдвәлдин ташқири һаләттә көпәйтиш билән бөлүшни еғизчә орунлашни;
тәкшүрәшни орунлашни билимән. Дәптәр, дәрислик.
30 — 35 мин Йеңини қоллиниш.
№3 тапшурмида тәңлимини йешишни азирақ орунлашқа болиду, өй ишиға бир тик қурни қалдуруп қоюмиз.
Өткәнләрни қайтилаш
№4 — 7 тапшурмини орунлашни усуниду.
№4 тапшурма иҗадий түрдә берилгән. Коробкидин көпәйтиш билән бөлүшкә 6 мисал ойлап тепиңлар. Һесаплашни чапсан чиқиралайдиған балилар үчүн өз җаваплириниң коробкисини ясашни усунуңлар. Бу балиларниң ясиған тапшурмилирини чапсан һесаплашни билмәйдиған балиларға тарқитип бериңлар. Тәкшүрәшниму шу мисалларни вә җаваплар коробкисини ясиған балиларға тапшуруңлар.
№5 — 7 тапшурмини шәхсән бир оқуғучиға һаҗәтлигигә қарап өз халиғиниңлар бойичә орунлатқузуңлар.
35 — 40 мин Рефлексия.
Балиларниң айрим қийинчилиқлирини нәзәрдә тутуп, өйгә берилидиған тапшурмини ениқлайду. Рефлексия жүргүзүш үчүн балиларға өз билимлирини мәхсити билән бағлаштурушни усуниду: ким дәрис вақтида қолидин немә келидиғанлиғини чүшәнди:
Мән:
тәркиви мурәккәп тәңлимиләрни йениклитишни; Утуқлуқ сизғучи.
тәңлиминиң томурини тепишни;
җәдвәлдин ташқири һаләттә көпәйтиш билән бөлүшни еғизчә орунлашни;
тәкшүрәшни орунлашни билимән.
Дереккөз: http://bilimsite.kz/