Классный час «Встреча с ликвидаторами Чернобыльской АЭС»
Сайт бойынша барлық сұрақтарды 8-771-234-5599 номеріне ватсап арқылы қоюға болады
Классный час «Встреча с ликвидаторами Чернобыльской АЭС»
Бағыты: Бастауыш сынып Бөлімі: Тәрбие сағаты Сыныбы: 4 сынып
Этот классный час воспитывает учащихся быть патриотами своей Родины.На примеры участников- выпускников нашей школы.Это гордость нашей школы .Дети мало знали о трагедии,которая привела к серъезным последствиям, о том кто помогал ликвидировать последствие трагедии.После встречи дети узнали очень много информации о этой страшной трагедии.Рассказы участников растрогали детей.Дети получили колосальную информацию.
Чернобыль пажиәсиниң ақиветини түзүтүшкә қатнашқан жасур акилар
билән учрушуш.
Мәхсити:
1.Чернобыль пажиәсигә қатнашқан жасур адәмләр билән тонуштуруш, уларни һөрмәтләш вә қәдир тутуш. Тарихий вақиәләрни билиш, савақ елиш.
Патриотлуқ тәрбийә
Учрушушниң бериши:
Меһманларни күтүп елиш.
Муәллим : Балилар, бүгүн биздә алаһидә меһманлар. Буниңдин 32 жил бурун Украинидики Чернобыль атом станциясисида болған йерилиш пүткүл адәмзатни қаттиқ тәврәтти.Сәвәви , мундақ масштаблиқ йерилиш техи болмиған еди. Бу вақиә пүткүл Совет елидә яшаватқан хәлиқләрниң бешини қошти.Бир- биригә ярдәм қолини сунуп үгәнгән хәлиқ ,бу йәрдиму ярдәм беришкә атланди. Қазақстан, Өзбәкстан, Қирғизстан вә башқиму республикилардин кәлгән яшлар яриланған йезиларни атом чеңидин тазилашқа ярдәм бәрди.
Бәлким , ойлайдиғанлар барду, бу биздә болмиған вақиәни әскә елишниң немә һажити бар ,униңдинму ошуқ масштаблиқ пажиәләр болдиғу дәп, лекин елимиз тәрәққий етип, йеңи-йеңи өзгиришләр киргүзилип турғанда, хаталиқ ясимас үчүн тарихни бир айландуруп өтүшни тоғра көрдүм. Униң үстигә бу ишқа арилашқан бизниң мәктивимизниң түләклири , мениң оқуғучилирим Хашимов Дилшат билән Махпиров Азатлар аримизда олтириду.Бу пажиә бизниң елимизгә тәсир қилмиған болсиму, хәлқимизгә тәсир қилди.
Һазирқи вақитта атом күчини пайдилиниш кәң миқияста маңмақта.Экологияни сақлаш нийитидә атом күчи билән энергия ишләп чиқиришни башқа дөләтләр кәң пайдиланмақта.Атом электр станциясини селиш Қазақстандиму планланмақта.Сәвәви күндин-күнгә кәңийип, йеңи шәһәр- йезилар , заводлар кәд көтәрмәктә.Буниң һәммиси энергияға муһтаж.ЭКСПО-2017 энергия елишниң мүмкинчиликлирини көрсәтти.Күн , шамални пайдилинип елишқа болиду, лекин күн чиқмиса, шамал чиқмиса энергия елинмайду,һә атом электр станцияси тохтимай ишләйду.Шуниң үчүн станцияни селишта
мошуңға охшаш хаталиқларни болғузмас үчүн қайта- қайта Чернобыльни әскә елиш һажәт.
1оқуғучи.
Бүгүнки учрушуш – әскә елиш. 20- әсирдә йүз бәргән әң дәһшәтлик пажиәдә адәмзатни қутулдурушқа қатнашқан кишиләрни әскә елиш.
2 оқуғучи.
Өтмүшни унтуп қелиш- мүмкин әмәс, сәвәви у пажиә қайтип келиши мүмкин.Бүгүнки дәрисниң мәхсити- бизниң өмримизни сақлап қалған кишиләргә миннәтдарлиқ билдириш.
1-оқуғучи
Бүгүн биз, шу еғир әһвални баштин кәчүргән, жүригидә, тенидә шу пажиәни ақиветини, ярисини сақлап жүргән акилар тоғрисида сөз қилимиз.
2- оқуғучи.
Бүгүн биз, өзлирини ойлимай, башқиларни өлүмдин сақлиған акилар тоғрисида сөз қилимиз
1 оқуғучи.
Қанчә жиллар өтсиму, уларниң әрлиги унтулмайду. Уруқ туққанлириниң есидә сақлиниду..
2 оқуғучи.
Бу вақиә қандақ болған….
Чернобыль атом станцияси Украина билән Белорус республикилириниң арилиғиға орунлашқан.Бу жайларниң тәбиити әжайип чирайлиқ -орман билән пичәнликләр.Припять дәрияси Днепр дәриясиға келип қуюлидиған жай.Бу атом злектр станцияси 1977 жилдин башлап, қувәт беришкә башлиған.Пажиә болған 4 -блок 1983 жили ишқа қошулған.
1- оқуғучи
26- апрель 1986- жили жөндәш болуватқан вақитта атом энергетика тарихидики пажиә (катастрофа) йүз бәрди. Икки қаттиқ йерилиш болди. Нәтижидә бирдинла 30 жай отқа оралди
2-оқуғучи
Чернобыль пажиәси Белорус хәлқигә көп чиқим әкәлди. Әгәр уруш вақтида фашистлар 619 йезини хәлқи билән йоқ қилған болса, бу етилиш 485 йезини йоқ қилди..
1-оқуғучи.
29-апрельда атом йерилишиниң нәтижисидә Европа әллиридә радиация мөлчәри байқалди.Әнди бу пажиә дунияйүзлүк пажиәгә айланди.
2-оқуғучи:
Биринчиләрдин болуп йерилишниң сәвәвини ениқлаш үчүн лейтенант Привак разведкиға өзи маңди.У атом мөлчәриниң жуқури екәнлигини билди.Чидиғисиз иссиқ.Өп –чөрини ерип турған битум.У өзини ойлимиди, ярдәмгә келидиғанларни ойлиди.70м йәргә өмүләп бериш керәк еди.
Привакниң йенида Кибенок бар еди. Бу иккиси 1000-1200 градусқа қаримай графитни чедирдин төвәнгә ташлиди.Бу чағда улар немә ойлиди? Биз бу тоғрисида һеч қачан биләймәймиз.Шеирни диққәт қоюп тиңшаңлар.
1-оқуғучи:
Огонь, радиация люто зверели.
Кипели графит и смола,
Не грешники – славные парни горели
И зона молчанья была
2-оқуғучи:
Отсчет начинался неведомой эры
Борьба не на жизнь, а на смерть.
И в сердце стучал, и бился о двери,
Душе не давая скорбеть.
1-оқуғучи:
И прыгали в Швеции стрелки приборов,
В тревоге Европа была.
И было немыслимо страшное горе.
И зона молчанья звала
Бир аз диққәт қилайли.(презентация)
1-оқуғучи:
Реактор 10 күн давамида радиоактив бөлчәклирини чиқирип турди.Мошу вақит ичидә вертолет йерилған блок үстигә бетон, қум, лай төкти. 6-майда радиоактив бөлчәклири тохтиди. 20 -майдин башлап, 4-блокқа саркофаг қурулушқа башланди. Бу саркофагқа 400миң тонна бетон, 7 миң тонна төмүр конструкция ишлитилди. Бу ишқа 90 миң адәм қатнишип, ноябрь ейида иш аяқлашти.
2-оқуғучи :
Вақит зимрап өтмәктә.Бу вақиә қанчә жирақлисиму , уни өз көзи билән көргән, шу қийин ишниң һөддисидин чиққан акилар тәсаритини сөзләп бәрсә.
Меһманларға сөз берәйли..
Хашимов Дилшат:
Биз Белоруссияниң Гомель облусида болдуқ.Припять шәһири чегариға йеқин болғанлиқтин, шамалниң чиқиш еқими радиацияни көпәрәк Гомель облусиға таратти..Биз радиация қалдуқлирини жуюшқа, көмүшкә қатнаштуқ.
Имран: Қанчә йешиңизда бардиңиз?
Дилшат Хашимов: Мән 30 яшта едим.Бир қизим бар еди.
Расул: Мукапатлириңиз тоғрисида ейтип бәрсиңиз!
Белорусс республикиниң медалиниң тарихини ейтип бәрди.
Махпиров Азатжан
Бизни Гомельға 1987-жили елип барди.Биз барғанда радиация мөлчәри техи жуқури болған. Шуниң үчүн һәр бир 35 секунд ишлигәндин кейин йеңилинип турдуқ.Уни әскә елиш еғир.Һәр жили Чернобыльға барғанлар сани азийип кетип бариду. Саламәтлик йоқ.
Сулайманов Амир
Һөрмәтлик меһманлар. Биз , оқуғучилар, силәр билән пәхирлинимиз. Биз силәргә саламәтлик , бәхит-саадәт тиләймиз.Силәргә чоң рәхмәт!
1-оқуғучи
Беда когда-то к нам пришла,И столько жизней унесла.
А сколько было зла и бед,В душе оставило всем след.Но лишь людей отвага, сила,Все это разом преломила.Спасибо всем, кто помогал,И жизнь свою тогда отдал.Мы свято помним этот день,На нем лежит печали тень.Свечу зажжем и помолчим,И просто в мыслях постоим.
Бу дәһшәтлик пажиәдә қаза болғанларни әскә елиш үчүн 1 минутлиқ сүкүнәт
Муәллим:
Һөрмәтлик меһманлар, силәр балилар үчүн үлгә.Улар әгәр керәк болса, силәр охшаш отқима, суғима чүшиду дәп ишинимән.Сәвәви , һәр бир адәм өз Вәтини үчүн, хәлқи үчүн барлиқ қийинчилиққа тәйяр болуши керәк.Һәқиқий патриот дегән шу әмәсму.?
HYPER13PAGE HYPER15
Өз пікіріңізді қалдыру үшін тіркелу қажет.